ирақтики дохтурхана от апитидә қаза қилғанлар сани 64 кә йәтти

ирақтики ковид-19 бимарлири давалиниватқан дохтурханида йүз бәргән от апитидә қаза қилғанлар сани 64 кә йәтти.

1674569
ирақтики дохтурхана от апитидә қаза қилғанлар сани 64 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ рәсмий хәвәр агентлиқиниң зикар сәһийә идарисини мәнбә қилған хәвиригә асасланғанда, дөләтниң җәнубиға җайлашқан зикар вилайитидики ковид-19 бимарлири давалиниватқан имам һүсәйин дохтурханисида  түнүгүн кәчтә йүз бәргән от апитидә қаза қилғанлар сани йәнә 23 киши көпийип 64 кә йәткән, вәқәдә  50 адәм йариланған.

буниңдин бурун елан қилинған байанатта, вәқәдә 41 кишиниң қаза қилғанлиқи, ирақ от өчүрүш хадимлириниң от апитини йерим кечидә тизгинлигәнлики уқтурулғаниди.

апрелда ирақниң пайтәхти бағдадтики бир ковид-19 бимарлири дохтурханисида от апити йүз берип, 82 адәм қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر