аң сан сучи чириклик билән әйибләнди

һәрбий өзгириш билән тәхттин чүшүрүлүп тутқун қилинған бирманиң әмәлийәттики рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучи үстидин төт йеңи чириклик делоси турғузулди.

1674734
аң сан сучи чириклик билән әйибләнди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма нав (Now) гезитиниң зийаритини қобул қилған адвокатлар, аң сан сучи вә тутқун қилинған бир қанчә һөкүмәт мәсуллири үстидин мандалай алий мәһкимисигә чириклик делоси илтимаслириниң әвәтилгәнликини билдүрди.

адвокатлар чириклик делосиниң иккисиниң аң сан сучи, қалған иккисиниң аң сан сучи билән башқа һөкүмәт мәсуллири үстидин турғузулғанлиқини билдүрүп, дело мәзмунлириниң һазирчә ениқ әмәсликини әскәртти.

адвокатлар аң сан сучиниң 22-ийул (2021) мандалай алий сот мәһкимисигә чақирилидиғанлиқини қәйт қилди.

2021-йили 1-февралдин һазирғичә тутуп турулуватқан аң сан сучи непидо вә йангон сот мәһкимилиридә өзиниң намиға пул қойуш, хәлқни иғвагәрчилик һәрикәтләргә чақириш, дөләт сирлири қануниға хилаплиқ қилиш, импорт-експорт қанунлириға хилаплиқ қилиш, почта-телеграф қануни вә дөләт апәт қанунлириға қарши чиқиш билән әйибләнгән иди.

непидо һәрбий соти аң сан сучиниң сотлинишини авғуст ейиғичә ахирлаштурушни пилан қилмақта.

аң сан сучи үстидики барлиқ әйибләшләр қобул қилинған әһвалда 39 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر