американиң оттура асийаға һәрбий база қуруши районға пайдилиқму?

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров американиң һәрбий базилирини оттура асийаға орунлаштурушиниң районда хәвпсизликкә хизмәт қилмайдиғанлиқини билдүрди.

1674232
американиң оттура асийаға һәрбий база қуруши районға пайдилиқму?

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров пайтәхт москвада судан ташқи ишлар министири мәрйәм садиқ әлмәһди билән көрүшкәндин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у афғанистан мәсилиси үстидә тохтилип, американиң афғанистанға һуҗум қилиш үчүн, афғанистан әтрапида һәрбий қисимлирини орунлаштурушни тәләп қилғанлиқини тәкитлиди.

у: «американиң йеңи һәрбий базилирини оттура асийаға орунлаштурушни, район хәвпсизлкигә пайдилиқ дәп ойлимаймән» деди.

у чәт әл әскәрлириниң мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисигә әза һәр қандақ бир дөләткә орунлишишини, мәзкур тәшкилатниң қарар қилиши керәкликини әскәртип: «һазирчә бу мәсилидә һечқандақ илтимас йоқ» деди.

у б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2004-йилдин бери суданға йүргүзүп кәлгән ембарголар үстидә тохтилип, бу ембарголарниң әмәлдин қалдурулушини тәләп қилғанлиқлирини билдүрди.

у русийә билән судан оттурисида, суданда русийә һәрбий базиси қуруш тоғрисда түзүлгән келишим үстидә тохталғанда, думаниң мәзкур келишимни тәстиқлаш мусаписини башлиғанлиқини қәйт қилди.

у судан ташқи ишлар министири билән болған көрүшүштә, пәләстин, сүрийә вә ливийә мәсилилирини музакирә қилғанлиқлирини әскәртип, бу мәсилиләргә мунасивәтлик учришишларни б д т рамкисида давамлаштуруш тоғрисида пикир бирлики һасил қилғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر