җо байдин виладимир путин билән тор һуҗуми тоғрисида сөһбәтләшти

җо байдин билән виладимир путин сүийәдики инсапәрвәрлик киризиси шундақла русийәниң америка вә башқа дөләтләргә қаратқан тор һуҗумлири һәққидә сөһбәт өткүзди.

1673016
җо байдин виладимир путин билән тор һуҗуми тоғрисида сөһбәтләшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин русийә пирезиденти виладимир путин билән сүрийәдики панаһланғучиларға инсанпәрвәрлик йардәм қилиш вә америкидики җумһурийәтчиләр партийәсиниң санлиқ мәлумат амбириға русийә тәрипидин қилинғанлиқи илгри сүрүлгән тор һуҗуми тоғрисида сөһбәтләшти.

җо байдин билән виладимир путинниң телефон сөһбити һәққидә ақсарай тәрипидин йазма байанат елан қилинди.

байанатта, «рәһбәрләр бүгүн (йәни2021 – йили 09 - уйулда) бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә сүрийәгә чегра һалқиған инсанпәрвәрлик йардиминиң бирдәк аваз билән йеңилинишигә йол ачқан америка-русийә башлиқлар йиғинидин кейин, икки дөләтниң алақидар гуруппилириниң ортақ хизмәтлирини йахши баһа билән қарши алди» дейилди.

байанатта, байдинниң путин билән русийә мәркәзлик гуруппиларниң америкаға вә дунйадики башқа дөләтләргә қаратқан тор һуҗуми тоғрисидиму сөһбәтләшкәнлики әскәртилип, «пирезидент байдин русийәниң паалийәттики хаккерларниң алдини елиш үчүн һәрикәт қоллиниши керәкликини җикилиди вә хаккерлар пәйда қилған техиму кәң көләмлик тәһдиткә  қарши турушни давамлаштурушта қәтий иридигә игә икәнликини уқтурди. пирезидент байдин американиң бу хирисларға қарши өз хәлқини вә муһим ул әслиһәлирини қоғдаш үчүн зөрүр болған барлиқ һәрикәтләрни қилидиғанлиқини қайта тәкитлиди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر