хитай афғанистандики пуқралирини тарқақлаштурди

хитай америка қисимлири чекиниш мусаписини ахирлаштуруш алдида туруватқан афғанистандин 210 пуқрасини айропилан билән қайтуруп кәтти.

1672793
хитай афғанистандики пуқралирини тарқақлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай компартийәсиниң орган гезитлиридин бири болған йәр шари вақти гезити, шйамен һава йоллири айропиланиниң 2-ийул (2021) афғанистан пайтәхти кабулдин көккә көтүрүлүп хубей өлкисидики вухән шәһиригә қонғанлиқини хәвәр қилди.

шйамен һава йоллири ширкитиниң вейбо торида елан қилған байанатида, 2-ийулдики сәпәрдә афғанистандики 210 пуқраниң тарқақлаштурулғанлиқини тоғрилиди. айропиландики 52 кишиниң вухән вируси(Kovid-19)   билән йуқумланғанлиқи әскәртилди.

хитай һөкүмити 21-ийун афғанистандики зораванлиқларниң көпийиши сәвәбидин пуқралириға афғанистандин айрилишни чақириқ қилған иди.

америка пирезиденти җо байдин америка һәрбий қисимлириниң афғанистандики вәзиписиниң 31-авғуст ахирлишидиғанлиқини елан қилған иди.

афғанистанда тинчлиқ мусаписи ениқсиз һаләттә туруватқан болуп, хәвпсизлик күчлири билән талибан оттурисидики шиддәтлик тоқунушлар давам қилмақта.

талибан ийун ейиниң ахирқи һәптисидә башлиған һуҗумларда, өзбекстан вә таҗикстан чеграсидики наһийәләрниң һәммисини қолға киргүзди. өзбекстанға ечилған әң муһим һайратан сода чегра еғизини икки тәрәптин қоршавға алди. ғәрбий җәнубта болса, ғәзнә вилайитигә мәркәзләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر