16-қетимлиқ сүрийә сөһбәтлири башланди

түркийә, русийә вә иран һәйәтлири 16-қетимлиқ сүрийә сөһбәтлири үчүн қазақистан пайтәхти нурсултанға йетип кәлди.

1671251
16-қетимлиқ сүрийә сөһбәтлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: 16-қетимлиқ сүрийә сөһбәтлири қазақистан пайтәхти нурсултанда башланди. капаләтчи дөләтләрниң учришишлири әнқәрә вақти 07:00, үрүмчи вақти 10:00 да икки тәрәп вә үч тәрәп йиғинлири билән башланди.

16-қетимлиқ сүрийә сөһбәтлиридә, түркийә һәйитигә ташқи ишлар минстирлиқи сүрийә ишлириға мәсул баш әлчи сәлчуқ үнал башчилиқ қилди. русийә һәйитигә путинниң сүрийә алаһидә вәкили александир лаврентийев, иран һәйитигә ташқи ишлар министириниң сийасий ишлар мәслиһәтчиси әли асгар һаҗи, сүрийә бәшшар әсәд һакимийити һәйитигә муавин ташқи ишлар министири айман сусан, өктичиләр һәйитигә болса, әһмәт тума башчилиқ қилди.

б д т сүрийә алаһидә вәкили гейир педерсен (Geir Pedersen) учришишларға қатнишиду. ирақ, ийорданийә вә ливан һәйәтлири учришишларға көзәткүчилик салаһийити билән қатнашти.

учришишлар икки күн давамлишидиған болуп, сүрийәниң нөвәттики вәзийити, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүши, җәнвәдики сүрийә асасий қанун комитети хизмәтлирини қайтидин башлаш, мәһбусларни өзара алмаштуруш, әсирләрни қойуп бериш вә йоқап кәткән кишиләрни издәш қатарлиқ ишәнчни ашуридиған тәдбирләр муһим күнтәртип маддилири болиду.

капаләтчи дөләтләрниң һәйәтлири билән б д т мусапирлар алий комиссарийати вә хәлқара қизил кирест җәмийитиниң вәкиллири оттурисида, мәҗбурий тутуп кетилгәнләргә мунасивәтлик хизмәт гурупписи йиғининиң өткүзүлүши тәхмин қилинмақта.

сүрийә астана сөһбәтлири 2017-йили сүрийә киризисини һәл қилиш мәқситидә, түркийә, русийә вә иран қатарлиқ дөләтләрниң капалити астида башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر