бағрам һава армийә базисиға афғанистан қисимлири орунлашти

афғанистан пайтәхти кабулға җайлашқан әң чоң бағрам һава армийә базисиниң афғанистанлиқ йеңи қомандани асадуллаһ коһистани америка қисимлириниң базини җимҗит ташлап кәткәнликини ейтти.

1670904
бағрам һава армийә базисиға афғанистан қисимлири орунлашти

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пайтәхти кабулға җайлашқан әң чоң бағрам һава армийә базисиниң афғанистанлиқ йеңи қомандани асадуллаһ коһистани америка қисимлириниң базини җимҗит ташлап кәткәнликини ейтти.

коһистани бирләшмә агентлиқи (AP) ниң зийаритини қобул қилғанда, америка қисимлириниң 2-ийул (2021) шу йәр вақти 03:00 тә бағрам һава армийә базисидин өзлирини хәвәрләндүрмәстин җимҗит һалда айрилғанлиқини билдүрди.

у америка қисимлириниң базидин айрилғанлиқиниң аридин бир қанчә саәт өткәндә билингәнликини әскәртип: «америкалиқларниң базидин айрилғанлиқиға мунасивәтлик бәзи хәвәрләрни аңлидуқ. пәқәт 07:00 дә буни дәлиллидуқ» деди.

у нато вә америка қисимлириниң афғанистанда 20 йил турғанлиқини тәқдирләйдиғанлиқини, әмди афғанистан хәлқиниң һәрикәткә өтүш вақтиниң кәлгәнликини билдүрүп, афғанистан армийәсиниң талибанға қарши базини қолида тутуп турғидәк күчи барлиқини тәкитлиди.

у афғанистан армийәсиниң истратегийәлик районларға диққитини мәркәзләштүргәнликини вә талибан қолиға чүшүрүвалған районларни қайтуруп алидиғанлиқлирини қәйт қилди.

америка һөкүмити 2020-йили 29-феврал талибан билән келишим түзүп, 2021-йили 1-майда афғанистандин пүтүнләй чекинидиғанлиқи тоғрисида пикир бирлики һасил қилған иди.

америка қисимлири тәхминән 20 йилдин буйан нурғун һәрбий һәрикәтләр үчүн пайдиланған бағрам һава армийә базисидин 2-ийул айрилди.

америка қисимлири базидин айрилип аридин икки күн өткәндә, талибан базиға йеқин җайдики бир қаравулханиға һуҗум қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر