нигерийәдики қораллиқ һуҗумда 7 киши һайатидин айрилди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәдики икки айрим районда елип берилип қораллиқ һуҗумда 7 киши һайатидин айрилди.

1670056
нигерийәдики қораллиқ һуҗумда 7 киши һайатидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: кадуна дөләт ички бихәтәрлик вә ички ишлар комиссари самуел аруван йазма байанатида, кимлики техи ениқланмиған қораллиқ унсурларниң өлкиниң какав вә тсхон гайа районида һуҗум қилғанлиқини  билдүрди.

самуел аруван һуҗумда 7 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини вә нурғун кишиниң йариланғанлиқини тилға алди.

қораллиқ унсурларниң йеқиндин буйан дөләт ичидә мотсиклит арқилиқ һуҗум қилиши сәвәбидин бәзи өлкиләрдә мотсиклит ишлитиш чәкләнгән иди.

бу район бақмичилиқ билән шуғуллинидиған фуланилар билән деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған бәзи қәбилиләр оттурисидики шиддәтлик тоқунушларға сәһнә боллуп кәлмәктә.

өткән йиликадуна өлкисидә қораллиқ унсурларниң һуҗумида 937 киши өлтүрүлүп, 1972 киши тутқун қилинған иди.

һайванларни отлитиш үчүн дөләтниң җәнубиға көчүп кәлгән фуланилар һайванлирини деһқанларниң оғрилимақчи болғанлиқини вә өзлиригә һуҗум қилғанлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر