һиндонезийәдә тиббий оксиген йетишмәслик киризиси йүз бәрди

һиндонезийә һөкүмити вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиши билән, бәзи шәһәрләрдә суйуқландурулған оксиген йетишмәслик киризисиниң йүз бәргәнликини елан қилди.

1670108
һиндонезийәдә тиббий оксиген йетишмәслик киризиси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә һөкүмити оксиген ишләпчиқарғучилириға тиббий еһтийаҗларға алдин әһмийәт бериш йолйоруқи чүшүрди.

б б  с (BBC) хәвиридә билдүрүлишичә, һиндонезийәдә дохтурханилар суйуқландурулған оксиген мәсилисидә зор қийинчилиқларға учраватқан болуп, оксиген түгигән бир дохтурханида 63 вухән вируси бемари җенидин айрилған.

бандуң шәһиридики икки дохтурхана тиббий оксиген записиниң түгигәнлики сәвәбидин җиддий давалашқа еһтийаҗлиқ бемарларни қобул қилалмиғанлиқлирини уқтурди.

һиндонезийә сәһийә министирлиқиниң әмәлдари сити надийа тармизи газ санаити саһәсидикиләрдин оксиген ишләпчиқиришни тезләштүрүшни тәләп қилғанлиқлирини әскәртип, хәлқни тиббий оксиген сақлиқмаслиққа чақириди.

бандуң, суракарта вә памекасан шәһәрлиридики дөләт дохтурханилириниң җиддий қутқузуш бөлүмлиридә киризис сәвийәсидә вәқәләр йүз бериватқан болуп, бәзи дохтурханиларда бош карват болмиғанлиқи үчүн бемарларни қайтурушқа мәҗбур болди.

шәрқий җәнубий асийаға җайлашқан һиндонезийәдә вухән вируси сәвәбидин 2.3 милйон киши йуқумланди, 60 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر