исраилийә уруш айропиланлири ғәззәни бомбардиман қилди

исраилийә уруш айропиланлири ғәззә районида һамасниң һәрбий қанити изәддин қәссәм әтрәтлиригә аит бир нуқтини бомбардиман қилди.

1668515
исраилийә уруш айропиланлири ғәззәни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәсиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған йазма байанатта, һава һуҗуминиң, ғәззәдин йолланған көйдүргүч балонларға җаваб тәриқисидә елип берилғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «уруш айропиланлиримиз һамасқа аит қорал – йарағ ишләпчиқириш базисини бомбардиман қилди.»

һамас тәрипидин болса, бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر