йәһудийлар пәләстинликләрниң терилғу йәрлиригә от қойувәтти

пуқра йәһудий ишғалчилар ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға җайлашқан наблус шәһиригә қарашлиқ бурин йезисида пәләстинликләргә аит терилғу йәрлиригә от қойувәтти.

1667163
йәһудийлар пәләстинликләрниң терилғу йәрлиригә от қойувәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин азадлиқ тәшкилати йәһудийлар олтурақ районлири ишлири мәсули ғәссан дағлас, бу һәқтә елан қилған байанатида, пуқра йәһудий ишғалчиларниң, қанунсиз һалда бәрпа қилинған йитзар олтурақ районидики бурин йезисиниң җәнубий районида онларчә дөнүмлүк терилғу йәрлиригә от қойувәткәнликини әскәртиш билән бир вақитта, ишғалчи исраилийә күчлириниң, район аһалиси вә пуқрави мудапиә әтрәтлириниң нәқ мәйданға беришиға тосалғу болғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر