фирансийәдә мусулманларни кәмситидиған қанун лайиһәси наразилиқ қозғиди

фирансийәдә «бөлгүнчиликкә қарши туруш» намида мусулманларни һуҗум нишани қилған қанун лайиһәсигә дөләт мәҗлисиму наразилиқ билдүрди.

1667249
фирансийәдә мусулманларни кәмситидиған қанун лайиһәси наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: бәзи өктичи парламент әзалири бу қанун лайиһәсиниң мусулманларни кәмситидиғанлиқини илгири сүрди.

бойун әгмәс фирансийә партийәсиниң парламент әзаси алекис корбиер бу қанун лайиһәсини қоллайдиған парламент әзалириниң қараңғу арзулири барлиқини тилға елип, «қанун лайиһәсидин пайдилинип, милйонлиған мусулман пуқралиримизни қарилимаңлар, кәмситмәңлар» деди.

парламент әзаси ламйа әл араҗә болса, дөләт мәҗлисидә чәткә қеқиш характерлиқ бир қанун лайиһәсиниң музакирә қилиниватқанлиқини тәкитлиди.

«җумһурийәт қануниға һөрмәтни күчәйтиш пиринсиплири» намлиқ қанун лайиһәси фирансийә парламентида иккинчи қетим музакирә қилинди.

бу қанун лайиһәсидә мәктәп сайаһәтлиридә оқуғучиларға һәмраһ болидиған анилар билән 18 йаштин төвән қизларниң баш йағлиқ артиши мәний қилиниду.

қанун лайиһисигә йәнә рәсмий тәнтәрбийә мусабиқилиридиму баш йағлиқни чәкләш киргүзүлгән болуп, қанун лайиһисиниң ийул ейида ахирида мақуллиниши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر