бирма армийәси икки наһийәдә пуқраларни оққа тутқан

бирмада һәрбий өзгиришкә қарши намайишларни хәвпсизлик қисимлириниң қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә җенидин айрилған пуқраларниң сани 880 гә йәтти.

1664476
бирма армийәси икки наһийәдә пуқраларни оққа тутқан

түркийә авази радийоси хәвири: бирма сийасий тутқунларға йардәм тәшкилатиниң доклатида, йеқинқи 24 саәттә үч пуқраниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди. буниң билән, җәмий җенидин айрилғанларниң сани 880 гә, қолға елинғанлар сани 5 миң 104 кә йәткән болди. 1965 киши үстидә қолға елиш қарари чиқирилди.

бирманиң сагайиң районида һәрбий өзгиришкә қарши гуруппилар қурған хәлқ мудапиә күчи билән бирма армийәси оттурисида 22-ийун (2021) дин буйан йүз бериватқан тоқунушларда, бирма армийәсидин әң аз дегәндә 20 әскәрниң өлтүрүлгәнлики илгири сүрүлди.

хәлқ мудапиә күчиниң нам-шәрипини ашкарилимиған бир әзаси бирма «Now» гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, бирма армийәсиниң районға қарашлиқ икки наһийәдә үч күн бойичә еғир типлиқ қораллар билән пуқраларни оққа тутқанлиқини билдүрди.

бирма армийәси болса, тоқунушлар йаки өлү-йетим тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиди.

б д т бирмада армийә билән һәрбий өзгиришка қарши гуруппилар оттурисидики тоқунушлар сәвәбидин йурт-маканлиридин айрилғанлар пуқралар саниниң 230 миңға чиққанлиқини елан қилди.

б д т инсанпәрвәрлик кординатсийә ишханиси байанат елан қилип, карән иштатидила йурт-маканлиридин айрилип тағлиқ вә орманлиқ җайларға қачқанлар саниниң 103 миңдин 177 миңға чиққанлиқини қәйт қилди.

байанатта, 20 миң пуқраниң һиндистан чеграси тәрәптики районларға қачқанлиқи әскәртилди. 1-феврал (2021) һәрбий өзгириш йүз бәргәндин тартип һазирғичә давамлишиватқан тоқунушларда, 230 миңдин артуқ пуқраниң йурт-маканлиридин айрилғанлиқи вә инсанпәрвәрлик йардәмләргә моһтаҗ икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر