әнглийә русийә айропиланиниң оқ чиқарғанлиқини рәт қилди

әнглийә дөләт мудапиә министирлиқи русийә айропиланиниң қарадеңизда чеграға хилапилиқ қилғанлиқини сәвәб көрситип «Defender» һәрбий парахотиға агаһландуруш оқи етилғанлиқини рәт қилди.

1663535
әнглийә русийә айропиланиниң оқ чиқарғанлиқини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә дөләт мудапиә министирлиқи русийә айропиланиниң қарадеңизда әнглийә һәрбий парахоти «Defender» ға агаһландуруп оқ атқанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: « әнглийәниң ‹Defender› намлиқ һәрбий парахотиға агаһландуруш оқи чиқирилмиди. парахот хәлқара қанунға уйғун һалда украинаниң деңиз тәвәликидин һечқандан зийанға учримастин өтүватиду» дейилди.

русийәниң қарадеңизда топ етиш маневири өткүзүватқанлиқи тоғрисида қарадеңизда һәрикәт қиливатқан парахотларға алдин хәвәр берилгәнликигә ишинилгәнлики әскәртилгән байанатта: «әнглийә һәрбий парахотиға һечқандақ агаһландуруш оқи етилмиди вә линйәсигә бомба чүшкәнликини рәт қилимиз» дейилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر