2020-йили америка санаторийәләрдики өлүмләр көпәйгән

америка сәһийә министирлиқиниң доклатида, вухән вируси (Kovid-19) әң еғир тәсир көрсәткән 2020-йилда санаторийәләрдики өлүм нисбитиниң %32 көпәйгәнлики билдүрүлди.

1663176
2020-йили америка санаторийәләрдики өлүмләр көпәйгән

түркийә авази радийоси хәвири: америка сәһийә министирлиқиниң тәптишлири тәййарлиған доклатта, вухән вирусиниң тәсири әң еғир болған мәзгилни өз ичигә алған 2020-йилда, дөләтниң сәһийә түзүмидин пайдилинип санаторийәләрдә туруватқанларниң арисидики өлүм нисбитиниң 2019-йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %32 көп икәнлики билдүрүлди.

доклатта, 2020-йили санаторийәләрдики 10 бемардин төтиниң вухән вируси билән йуқумланғанлиқи вә алдинқи йилға селиштурғанда 169 миң 291 өлүм көп йүз бәргәнлики әскәртилди.

доклат тәййарлашқа қатнашқан районлуқ муавин тәптиш хадими нәнсий харисон (Nancy Harrison): «санаторийәләрдики бемарлар немә үчүн бунчивала мудапиәсиз қалди? бу мәсилини йоруқлуққа чиқиришимиз керәк» деди.

вухән вирусиниң 2020-йилидики дәсләпки долқунсиман истатистика мәлуматлирини өз ичигә алған кәң даирилик тәтқиқат икәнлики билдүрүлгән доклатта, санаторийәләрдики асийалиқ америкалиқларда көрүлгән йуқум вә өлүм нисбәтлириниң, африқалиқ америкалиқлар вә латин америкалиқлардин йуқири икәнлики қәйт қилинди.

асийалиқ америкалиқларда 2020-йили көрүлгән өлүм нисбити %27, ақтәнликләрдә %24, африқа вә латин америкалиқларда %23 болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر