ирандики бир йадро електир истансиси вақитлиқ иштин тохтиди

иранниң бушәһир иштатиға җайлашқан йадро електир истансиси «җиддий һаләт» сәвәбидин вақитлиқ иштин тохтиди.

1661905
ирандики бир йадро електир истансиси вақитлиқ иштин тохтиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран електир ширкитиниң муавин баш мудири гуламали раһшанимәһир дөләт телевизийәсидә, җиддий һаләт сәвәбидин бушәһир йадро електир истансисиниң вақитлиқ иштин тохтиғанлиқини елан қилди.

у җиддий һаләтниң немигә мунасивәтлик икәнлики тоғрисида мәлумат бәрмиди, әмма електир ишләпчиқиришиниң миң мегават төвәнләйдиғанлиқини вә буниң електирниң тохтап қелишиға сәвәб болидиғанлиқини әскәртти.

у крипто пул канчилириниң теһран истемал қилидиған електирниң йеримини дегүдәк түгитиватқанлиқини билдүрүп, өткән һәптә 3 миңдин артуқ кирипто пул қезиш үскүнилириниң мусадирә қилинғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر