әрменийә парламент сайлимида пашинйанниң партийәси биринчи болди

әрменийәдә муддәттин бурун өткүзүлгән парламент сайлимида, рәсмий болмиған дәсләпки нәтиҗиләргә асасланғанда никол пашинйанниң партийәси ғәлибә қилған.

1661793
әрменийә парламент сайлимида пашинйанниң партийәси биринчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә мәркизий сайлам комитети қатнишиш нисбити %49.4 болған сайламниң рәсмий болмиған дәсләпки нәтиҗилирини елан қилди.

буниңға асасланғанда, истепа бәргәндин кейин сайламғичә вақитлиқ баш министирлиқ вәзиписини үстигә алған никол пашинйанниң «пуқралар келишим партийәси» %53.92 авазға еришип биринчи, сабиқ пирезидент роберт кочарйан башчилиқидики «әрменийә иттипақи партийәси» %21.1 авазға еришип иккинчи болған.

никол пашинйанниң партийәси %54 авазға %0.08 кәм еришип, өз алдиға һөкүмәт тәшкилләш пурситигә еришәлмиди. %5.23 авазға еришкән, саиқ пирезидент вә баш министир серҗ саркисйан қоллиған «шәрипим бар иттипақи» му парламентқа кирди.

сабиқ пирезидент роберт кочарйанниң әрменийә иттипақи партийәси йазма байанат елан қилип, сайлам нәтиҗилириниң һазирчә етирап қилинмайдиғанлиқини билдүрди.

пашинйан сайлам авази саниливатқан вақитта фәйсбукта байанат елан қилип, барлиқ сағлам болған сийасий күчләр билән музакирә қилишни башлайдиғанлиқлирини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر