америка: хитай әң муһим тәһдит нуқтиси

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири ллойд астин ( Lloyd Austin) йеңи бихәтәрлик уқумида хитайни «әң муһим тәһдит нуқтиси» дәп қарайдиғанлиқлирини билдүрди.

1660675
америка: хитай әң муһим тәһдит нуқтиси

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири астин, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң 2022 – йиллиқ хамчоти үчүн кеңәш палатаси пул-муамилә ишлири комитетида өткүзүлгән йиғинда, хитайға қарита тәһдит анализлири һәққидә мәлумат бәрди.

өзлириниң дөләт мудапиәси сийасити җәһәттин хитайни «әң муһим тәһдит нуқтиси» дәп қарайдиғанлиқлирини байан қилған астин, америка қошма иштатлириниң тинч окйандики тәһдиткә тақабил туруш иқтидарини йүксәлдүрүш вә техиму кәң даирилик мәбләғ селиш үчүн 5 милйард доллардин артуқ мәбләғ аҗратқанлиқлирини ейтти.

америка пирезиденти җо байдин вәзипигә олтурғандин буйан дөләт мудапиә министирлиқи қармиқида «хитай ишлири тәтқиқат гурупписи» тәшкил қилғанлиқлирини ейтқан астин,  бу гуруппиниң өткән һәптә пиланлирини түзүп болғанлиқини, өзлириниңму ички көрсәтмә елан қилғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «министирлиқимизниң тиришчанлиқлирини, башқа тәһдитләр билән бирликтә хитайға тақабил турушта муһим рол ойнайдиған уқум вә иқтидарларниң тәрәққий қилдурулушиға мәркәзләштүрүватимиз.»

америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән бирликтә тунҗи чәт әл зийаритини һинди-тинч окйан райониға қилғанлиқлирини әскәрткән астин, йеңи истиратегийәниң нишаниниң йапонийә, җәнубий корейә вә һиндистан қатарлиқ район дөләтлири билән болған  мунасивәтләрни җанландуруш вә йеңи һәмкарлиқ пурсәтлири йаритишқиму әһмийәт бериш икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر