шималий корейә бирмаға 300 миң доллар ианә қилди

шималий корейә бирма үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсанпәрвәрлик йардими лайиһәсигә 300 миң доллар ианә қилди.

1659903
шималий корейә бирмаға 300 миң доллар ианә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик йардәм маслаштуруш ишханиси шималий корейәниң ковид-19 ға қарши күрәш вә йемәклик йардими билән тәминләшни мәқсәт қилған б д т башчилиқидики йардәм лайиһәсигә 300 миң доллар ианә қилғанлиқини елан қилған.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик йардәм маслаштуруш ишханисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, шималий корейә әң ахирқи қетим 2005-йили б д т рәһбәрликидики йардәм ләйиһәсигә ианидә болған иди.

йәнә бир тәрәптин , җәнубий корейәму мәзкур йардәм түригә 600 миң доллар ианә қилди.

бирма армийәси 2020-йили 8-нойабирдики сайламда алдамчилиқ барлиқини илгири сүрүп, сийасий җиддийликни күчәйткәндин кейин, 1-февралда һакимийәтни тартивалған иди.

армийә бирманиң әмәлий рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучи қатарлиқ нурғун мәсулларни шундақла һакимийәт бешидики партийә рәһбәрлирини назарәткә елип, дөләттә бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

бирма армийәсиниң һәрбий өзгиришкә қарши турғучиларни қаттиқ бастуруши сәвәбидин 865 киши җенидин айрилған иди.

бирмада кәң көләмлик намайишлар давам қилмақта. йәнә бир тәрәптин, қамақтики йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлирини һәрбий сотларда сотлашму давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر