путин байдин билән учришиши тоғрисида байанат елан қилди

америка пирезиденти җо байдин билән русийә пирезиденти владимир путинниң шивейтсарийә пайтәхти җәнвә шәһиридики учришиши ахирлашти.

1659442
путин байдин билән учришиши тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин байдин билән өткүзүлгән учришиштин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у пирезидент байдин билән интернет тори бихәтәрлики саһәсидә музакирәләрни баш мәсилисидә келишкәнликлирини вә буниң интайин муһим икәнликини билдүрди.

у америка пуқраси болған мәһбусларни қайтурушта бәзи йол қойушларниң болидиғанлиқини қәйт қилди. у мундақ деди:

«байдин билән америка вә русийә дипломатлириниң өз җайиға қайтиши мәсилисидиму келиштуқ. баш әлчиләр хизмәт орниға қайтиду. ташқи ишлар министирлиқлири сәвийәсидә музакирәләр башлиниду. америка билән русийәниң йадро муқимлиқида мәсулийити бар. һәр икки тәрәп ‹йеңдин башлаш келишими› ни кеңәйтиш мәсилиси үстидә музакирәләрни башлайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر