ирақ қошна дөләтләрни сөһбәт йиғини өткүзүшкә чақирди

ирақ ташқи ишлар министири фуад һусәйин, ираққа қошна дөләтләрни районниң барлиқ мәсилилирини һәл қилиш үчүн бағдатта сөһбәт йиғини өткүзүшкә чақирди.

1658322
ирақ қошна дөләтләрни сөһбәт йиғини өткүзүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда,  фуад һусәйин қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән әрәб әллири иттипақиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири кеңәш йиғини җәрйанида мисирлиқ мәнсәпдиши сәмиһ шукри билән көрүшүп, ирақниң бу райондики ролиниң күчигә ишинидиған мисир билән болған кеңишишни күчәйтишни халайдиғанлиқини оттуриға қойған.

һусәйин, районниң сақлиниватқан барлиқ мәсилилирини һәл қилиш йолидики қарашларни өзара йеқинлаштуруш вә сөһбәт механизмини күчәйтиш үчүн бағдадта ираққа қошна дөләтләрни бир йәргә җәм қилидиған бир сөһбәт йиғини өткүзүш чақириқини елан қилған.

бу сөһбәт рамкиси ичидә киризисләр вә сақлиниватқан мәсилиләрни түгитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиш, муқим вә бихәтәрликни капаләткә игә қилиш үчүн күч чиқиришниң шәрт икәнликини билдүргән һусәйин, сөзини давамлаштуруп: «мәсилиләрни улғайтиш районға пайдилиқ әмәс» дегәнләрни қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر