әнглийә айал падишаһи байдин вә рәпиқиси билән көрүшти

әнглийә айал падишаһи 2 - елизабет америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин вә рәпиқиси җил байдин билән бир йәргә җәм болди.

1657483
әнглийә айал падишаһи байдин вә рәпиқиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: 7 – г гуруһи башлиқлар йиғини даирисидә әнглийәдә зийарәттә болуватқан америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин вә униң рәпиқиси, «веиндсор қәләси» ниң һойлисидики супида әнглийә айал падишаһи 2 - елизабет  тәрипидин қарши елинди.

қәләдә айал падишаһ билән чай ичиштин бурун, байдин вә униң рәпиқиси айал падишаһниң келинчиси дам аннабел вайтхайд билән тонуштурулди.

айал падишаһ 2 – елизабет, йеқинқи йиллларда, «виндсор қәләси» дә америка қошма иштатлириниң башқа 4 пирезидентини қобул қилғаниди.

байдин, айал падишаһ 2 – елизабет тәрипидин қарши елинған америка қошма иштатлириниң 13 – пирезиденти болди.

айал падишаһ 2 – елизабет, әң ахирқи қетим 2019 – йили, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән буккинхам сарйиида бир йәргә җәм болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر