г 7 рәһбәрлири, хитайниң бир бәлбағ, бир йол лайиһәсигә қарши йеңи лайиһә келишими имзалиди

хитайға рәқип болушни халайдиған G7 рәһбәрлири техиму йахши ул - әслиһә қурулуши үчүн төвән вә оттура киримлик ​​дөләтләрни қоллап – қуввәтләшкә даир мәбләғ селиш пиланида келишим һасил қилди.

1656952
г 7 рәһбәрлири, хитайниң бир бәлбағ, бир йол лайиһәсигә қарши йеңи лайиһә келишими имзалиди
g7.jpg
g7 londra.jpg
g7.jpg
g7.jpg
g7 zirvesi ingiltere.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: G7 дөләтлири тәрипидин елан қилинған байанатта, бейҗиңниң бир бәлбағ, бир йол лайиһәсигә рәқип болидиған шәкилдә оттура вә төвән киримлик ​​дөләтләрниң техиму йахши ул- әслиһә қурулушиға йардәм қилиш мәқситидә, мәбләғ селиш пиланини түзүп чиқиш келишими һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, мәбләғ селиш пилани тоғрисида G7 рәһбәрлириниң «қиммәт қарашқа мәркәзләшкән, йуқири өлчәмлик вә очуқ - ашкара» һәмкарлиқ тәклипини оттуриға қойушни пиланланғанлиқи уқтурулди.

йеқинқи йиллардин буйан, хитай болупму африқа дөләтлиридә, чоң типтики ул- әслиһә лайиһәлирини мәбләғ билән тәминләшни башлиған вә бу дөләтләрниң қәрзини зорайтиш арқилиқ тәсир даирисини кеңәйткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر