руһани: пирезидентлиқ сайлими мусаписидә наһәқчиликләр йүз бәрди

иран пирезиденти һәсән руһани 18- ийун дөлитидә өткүзүлидиған 13- нөвәтлик пирезидентлиқ сайлимиға қарап илгириләватқан мусапидә наһәқчиликләрниң йүз бәргәнликини оттуриға қойди.

1654630
руһани: пирезидентлиқ сайлими мусаписидә наһәқчиликләр йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани 18- ийун дөлитидә өткүзүлидиған 13- нөвәтлик пирезидентлиқ сайлимиға қарап илгириләватқан мусапидә «нурғун адаләтсизликләрниң садир қилинғанлиқи» ни оттуриға қойуп: «җамаәт пикири вә хәлқниң сайламға қатнишишини мәсхирә қилсақ болмайду» деди.

руһани пайтәхт теһранда ечилған министирлар йиғинидин кейин сөз қилип, пирезидентлиқ сайлими вә кандидатларниң тәнқидлири тоғрисида тохталди.

пирезидент кандидатлириниң һөкүмәткә қаратқан тәнқидлиригә қаттиқ наразилиқ билдүргән руһани: «әпсуки, мушу күнләрдә әхлақ мәсилиси еғир зәрбигә учриди. пакитлар бурмиланди. сайлам муһим, әмма униңдинму муһими әхлақтур» дегәнләрни қәйт қилди.

руһани кандидатларниң рәт қилиниши вә униңдин кейин оттуриға чиққан өзгиришләрниму тәнқид қилип: «сайламда нурғун адаләтсизликләр йүз бәрди. бу сайламдики әң еғир наһәқчилик һакимийәтниң өзидур, җамаәт пикири вә кишиләрниң сайламға иштирак қилишини мәсхирә қилалмаймиз. биз хәлқни һәқиқий йосунда сайламға тәклип қилишимиз керәк. рәһбәрлик (иран диний даһийси айәтуллаһ әли хамәний) кандидатларниң тәстиқлиниши мәсилисидә адаләтсизлик болғанлиқини вә буниң орниниң толдурулушини тәләп қилди. буниң орниниң толдурулған – толдурулмиғанлиқи башқа бир мәсилә» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ: #сайлам , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر