германийә вә гиретсийә таратқулири түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини махтиди

германийә вә гиретсийә таратқулири түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң мувәппәқийәтлиригә йуқири баһа бәрди.

1653936
германийә вә гиретсийә таратқулири түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини махтиди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә чиқидиған «‹де велт› гезити» (Die Welt), «түркийәниң иқтидари йуқири қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири експортта муһим рол ойнимақта» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириға йуқири баһа бәрди.

гезитниң хәвиридә, шималий атлантик әһди тәшкилати әзаси полшаниң түркийәдин 24 данә қораллиқ учқучисиз һава аппарати заказ қилғанлиқи әскәртилди, һәмдә түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң илғар технологийәлик үскүниләргә игә икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «америка қошма иштатлири билән исраилийәниң орнини түркийә алмақта.»

гезит, техиму көп дөләтниң түркийәниң тунҗи вә миллий  « Bayraktar TB2» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратини сетивелишни халайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

гиретсийә таратқулириму, өз саһәсидә «әң илғар қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири» қатаридин орун алған түркийәниң « Bayraktar TB2» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратиниң илғарлиқини, буниң, ирақниң шималий қисми, сүрийә вә қарабағда испатланғанлиқини тәкитлиди, һәмдә түркийәниң бу сайида өз чегралиридиму техиму күчлүк дөләткә айланғанлиқини анализ қилди.

гиретсийәдики йәнә бир хәвәрләр тори болса, «түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири немишқа бунчилик сетиливатиду» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң синақтин мувәппәқийәтлик өткәнлики вә һәммә җайда йуқири баһаға еришиватқанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر