сомали кенийәниң һава һуҗумиға наразилиқ билдүрди

сомали, кенийәниң җубаланд өлкисигә қаратқан һава һуҗуминиң пуқраларниң өлүши вә йарилинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини уқтурди.

1652203
сомали кенийәниң һава һуҗумиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, кенийә дөләт мудапиә қисимлириниң 3- ийун җубалан өлкисиниң әләдди вә һисаугур районлириға қара – қойуқ һава һуҗуми қилғанлиқини, һуҗумларниң пуқраларниң өлүш вә йарилинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрди.

байанатта, кенийә армийәсиниң ашқунлуққа қарши туруш намида елип барған һәрбий һәрикәтлириниң хәлқара қанунларға мас кәлмәйдиғанлиқи көрситилди.

байанатта, кенийәни қаттиқ әйибләйдиғанлиқлири, шундақла җавабкарларниң мәсулийитиниң сүрүштә қилиниши үчүн, бу әһвалниң сомалидики африқа әллири иттипақи ишханисиға доклат қилинидиғанлиқи оттуриға қойулди.

сомали 2020- йили 12- айниң 15- күни ички ишлириға арилашқанлиқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилмайватқанлиқини оттуриға қойуп, қошниси кенийә билән болған барлиқ дипломатик мунасивәтни үзгәниди.

кенийә билән сомали оттурисидики мунасивәтләр һинди окйандики мол нефит вә тәбиий газ записи райониға алақидар деңиз чеграси талаш - тартишидин кейин начарлишип кәткәниди.

моқдишу һөкүмити йәнә, кенийәни сомалиниң җубаланд қатарлиқ бир қисим өлкилириниң сийасий ишлириға арилишиш билән әйибләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر