казими: иран билән болған мунасивәтлиримиз әң йахши дәврини баштин кәчүрмәктә

ирақ баш министири мустапа әлказими, дөлити билән иран оттурисидики мунасивәтләрниң әң йахши дәврни баштин кәчүрүватқанлиқини билдүрди...

1652141
казими: иран билән болған мунасивәтлиримиз әң йахши дәврини баштин кәчүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министири мустапа әлказими, дөлити билән иран оттурисидики мунасивәтләрниң әң йахши дәврни баштин кәчүрүватқанлиқини билдүрүп, өзиниң бу мунасивәтләрниң тәрәққийатиға капаләтлик қилған баш министирларниң алдинқи қатаридин орун алидиғанлиқини ейтти.

казими пайтәхт бағдадта бир түркүм иранлиқ мухбирларни күтүвалди вә уларниң соаллириға җаваб бәрди.

һәр қандақ қошна дөләтниң бихәтәрлик вәзийитиниң ирақ һөкүмитиниң муһим ишлириниң бири икәнликини тәкитлигән казими, террорлуқ тәшкилати даешниң иран чеграсидин өтүш вә иран хәлқигә зийан йәткүзүш урунушиға қарши пүтүн күчи билән иранни қоллайдиғанлиқини ейтти.

иран билән болған мунасивәтләрниң әң йахши дәврини баштин кәчүрүватқанлиқини вә буниңдин шәрәп һес қилидиғанлиқини билдүрүп: «мән ирақ – иран оттурисидики икки тәрәплик мунасивәтниң тәрәққийатиға капаләтлик қилған баш министирларниң алдинқи қатаридин орун алимән» деди.

ирақ баш министири, мүшкүл вә қийин күнләрни баштин кәчүрүватқанлиқини, тәләп қилинған тәқдирдә, ирақниң бу дөләтни қоллашқа тәййар икәнликини байан қилди.

у йәнә, ирақтики шиә мәзһипиниң муқәддәс җайлирини зийарәт қилишқа барған иранлиқларниң айродурумда виза елиш түзүминиң пат йеқинда йолға қойулидиғанлиқиға ишарәт қилип өтти.

мустапа казими, иран билән бирликтә түркийә вә райондики әрәб дөләтлири билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдуруш үчүн тиришиватқанлиқ көрситиватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ: #ирақ , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر