иран йадро келишими сөһбәтлири ахирқи басқучқа қәдәм қойди

иран йадро келишими сөһбитигә иштирак қиливатқан тәрәпләр келәр һәптә австрийәниң пайтәхти вийеннада учришиду.

1650870
иран йадро келишими сөһбәтлири ахирқи басқучқа қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: икки айға йеқин вақиттин буйан вийеннада давамлишиватқан иран йадро келишиминиң толуқ йолға қойулуши вә америка қошма иштатлириниң келишимгә қайтип келиши мәсилиси музакирә қилинған сөһбәтниң һәл қилғуч қарарини чиқириш үчүн, алақидар тәрәпләрниң келәр һәптә йәнә бир қетим вийеннада учришидиғанлиқи уқтурулди.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вакаләтханисииға вакалитән, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр башқармиси муавин баш катипи, қошумчә сийасий директори енрик мораниң рийасәтчиликидә чақирилған кәң даирилик бирләшмә һәрикәт пилани ортақ комитети йиғиниға русийә, хитай, германийә, әнглийә, фирансийә вә иранниң йуқири дәриҗилик вәкиллири иштирак қилди.

мора йиғиндин кейин байанат берип, 5- қетим өзара учрашқан тәрәпләрниң келишимниң толуқ иҗра қилиниши вә американиң келишимгә қайтип келишини қолға кәлтүрүш давамлиқ тиришидиғанлиқини көрсәтти.

у, бу учришишниң һәл қилғуч қарар елан қилинидиған әң ахирқи учришиш болушини үмид қилғанлиқини, әмма тәрәпләрниң келәр һәптә вийеннада 6- қетимлиқ йиғинини өткүзидиғанлиқини билдүрди.

техникилиқ мәсилиләрдин башқа йәнә сийасий қарар чиқириш үчүнму тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини, вәкилләрниң өз дөләтлиригә қайтип келип, тәрәққийатни йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән ортақлишидиғанлиқини билдүргән мора, келәр һәптә чақирилидиған йиғинда йеңи позитсийәләрниң оттуриға қойулуп, сөһбәтләрниң ахирлишишини үмид қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر