америка: әлқаидә рәһбири һәққидә учур йәткүзгүчиләргә 7 милйон доллар мукапат берилиду

америка қошма иштатлири һөкүмити террорлуқ тәшкилати әлқаидәниң шималий африқа тармиқи мәғриб әлқаидәниң аталмиш рәһбири әбу убәйдә әннаби һәққидә тоғра учур йәткүзгүчиләргә 7 милйон доллар мукапат берилидиғанилиқини җакарлиди.

1650905
америка: әлқаидә рәһбири һәққидә учур йәткүзгүчиләргә 7 милйон доллар мукапат берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, «адаләт үчүн мукапат» пирограммиси даирисидә, америка қошма иштатлири һөкүмитиниң,  мәғриб әлқаидәниң рәһбири әннабиниң туруватқан җайи, йаки кимликиниң ениқлап чиқилишида муһим рол ойнайдиған учур йәткүзгүчиләргә 7 милйон доллар мукапат берилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, тәшкилатниң сабиқ рәһбири абдулмалик дроқдалниң, 2020 – йили, ийун ейида өлтүрүлүшидин кейин, тәшкилатниң рәһбәрликигә әннабиниң тәйинләнгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر