римал: бирма йуқумниң йеңи мәркизигә айлинип қелиши мумкин

берманиң һәрбий сийасий өзгириштин кейин баш көтүргән ички тоқунуш вә инсаний киризис сәвәбидин вухән вируси (ковид – 19) ниң йеңи мәркизигә айлинип қелиш мумкинчилики барлиқи илгири сүрүлди.

1650910
римал: бирма йуқумниң йеңи мәркизигә айлинип қелиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара қизил кирест җәмийити вә қизил һилал ай һәрикитиниң асийа тинч окйан җиддий сағламлиқ мәсилилири маслаштурғучиси доктор абһишек римал «асийан инсайдер»ниң мухбириға байанат берип, бермада йүз бәргән сийасий өзгиришниң бир сағламлиқ киризисини кәлтүрүп чиқириш еһтимали барлиқини оттуриға қойди.

бирма армийәси билән қозғилаңчи қораллиқ гуруппилар оттурисида давамлишиватқан тоқунушлар сәвәбидин миңлиған кишиниң өй-маканлирини ташлап кетишиниң ковид -19 вирусиниң пүтүн мәмликәткә тарқилип кетишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитлигән римал: «берманиң қошна дөләтлири йүз бәргүси мусапирлар еқимиға қарита чегра районлирида синақ вә карантин мәркәзлирини қуруш арқилиқ ковид -19 ға қарши алдини елиш тәдбирлирини йолға қойушқа башлиди» деди.

у, тоқунушлар түпәйлидин аһалиләр районлиридин қечип йеза – қишлақларға беривалған бермалиқларниң сағламлиқ пурсәтлиридин пайдилиништин йирақ қеливатқанлиқиға ишарәт қилип: «әгәр тарқилишчан зукам вә башқа кесәлликләрниң дөләттә еғир сәвийәгә йетишини халимисақ, инсанпәрвәрлик йардими тездин районға йәткүзүлүши керәк. болмиса, бирма ковид -19 ниң йеңи мәркизигә айлинип қелиши мумкин» дегәнләрни қәйт қилди.  


خەتكۈچ: #йуқум , #бирма

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر