кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида нурғун адәм өлди

афғанистанниң пайтәхти кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида 4 киши җенидин айрилди.

1651144
кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул җамаәт хәвпсизлики баш идариси байанатчиси фердевс фарамарзниң билдүрүшичә, пайтәхт кабулниң чар қәлә районида пуқралар олтурған бир аптомобил һуҗумға учриған, һуҗумда 4 киши һайатидин айрилған, 4 киши йариланған.

өлгүчиләр саниниң көпийип кетишидин әндишә қилиниватқан һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

бир күн илгириму пайтәхт кабулда арқимуарқа йүз бәргән бомба һуҗумлирида 10 киши һайатидин айрилғаниди.

дөләттә, бир тәрәптин, муқимлиқни сақлаш паалийәтлири давамлишиватқан бир пәйттә, йәнә бир тәрәптин,  һуҗумлар давамлашмақта икән.

афғанистан һөкүмитиниң қаришичә, тәхминән 1 айдин буйан чәт әл күчлириниң чекинишкә башлишидин буйан дөләттә зораванлиқ вәқәлири көпийип кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر