байдин исраилийәниң йеңи пирезидентини тәбриклиди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин исраилийәниң йеңи пирезиденти исһақ һерзогни тәбриклиди.

1650885
байдин исраилийәниң йеңи пирезидентини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, исраилийәниң йеңи пирезиденти болуп сайланған исһақ һерзогқа йоллиған тәбрик телеграммисида, йеңи басқучтиму икки тәрәп оттурисидики қойуқ мунасивәтләрниң буниңдин кейинму охшаш шәкилдә давамлишидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, һерзогниң баштин – ахир исраилийәниң бихәтәрлики вә йәһудий җәмийәтлири оттурисида көврүклүк ролини җари қилдуруш мәсилисидә наһайити зор тиришчанлиқларни көрсәткәнликини тәкитләп мундақ деди: «һерзогниң пирезидентлиқи мәзгилидә, америка қошма иштатлири билән исраилийә оттурисидики шерикликниң техиму чоңқурлишип, тәрәққий қилидиғанлиқиға ишәнчим камил.»

у йәнә, 9 – ийул күни вәзипә өтәш муддити тошидиған исраилийәниң вәзипә үстидики пирезиденти реувен ривлинғиму миннәтдарлиқ билдүрди.

исраилийә парламент әзалири, түнүгүн, вәзипә өтәш муддити 9 – ийун күни тошидиған вәзипә үстидики пирезидент реувен ривлиндин кейинки пирезидентни сайлаш үчүн топланғаниди.

парламентта ишқа ашурулған авазға қойушта, ишчи партийәсиниң сабиқ рәһбири исһақ һерзог билән ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә шәрқий қуддус арилиқидики гиват зеев йәһудийлар олтурақ районида йашаватқан вә маракәштә туғулған сийонист паалийәтчи мириам перетз риқабәтләшкәниди.

һерзог, биринчи басқучлуқ авазға қойушта, 120 парламент әзасидин 87 синиң қоллишиға еришкән, рәқиби перетз болса, пәқәт 27 авазда қалған, шуниң билән, исһақ һерзог исраилийәниң 11 – пирезидентлиқиға сайланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر