нато баш катипи дунйаниң алдин пәрәз қилғили болмайдиған һалға кәлгәнликини ейтти

министирлар 14-ийун өткүзүлидиған нато алий рәһбәрләр йиғиниға тәййарлиқ қилиш, беларусийә, афғанистан вә русийә мәсилилирини музакирә қилиш үчүн синлиқ йиғин өткүзиду.

1649119
нато баш катипи дунйаниң алдин пәрәз қилғили болмайдиған һалға кәлгәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг әтә (2021-йили 1-ийун) өткүзүлидиған йиғиндин бурун, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у нато алий рәһбәрләр йиғининиң «иттипақ вә коллектип хәвпсизлик үчүн интайин муһим пәйт» болидиғанлиқини билдүрүп, дунйаниң техиму алдин пәрәз қилғили болмайдиған һалға кәлгәнликини вә бу сәвәбтин шималий америка билән йавропа оттурисида иттипақ болуши керәкликини қәйт қилди.

у беларусийәниң бомба барлиқини илгири сүрүп, мәҗбурий қондурған айропиландики өктичи журналистни қолға алғанлиқи һәққидики соалға: «айропиланниң минскқа қондурулғанлиқини әйибләп, хәлқаралиқ мустәқил тәкшүрүшни тәләп қилдуқ. вәқәниң пикир әркинликигә қилинған һуҗум икәнликини билдүрүп, қолға елинған журналистни қойуп беришкә чақирдуқ» дәп җаваб бәрди.

у русийәниң украина, балтиқ вә оттура шәрққә охшаш районларда һәрбий мәвҗутлуқини көпәйткәнликини билдүрүп, натониң йеқинқи йилларда бу сәвәбтин тәййарлиқини күчәйткәнликини вә шәрқ райониға һәрбий күчләрни әвәткәнликлирини қәйт қилди.

у натониң мудапиә мәқситигә игә икәнликини, тинчлиқни қоғдаш үчүн хизмәт қилидиғанлиқини вә буниң үчүн нурғун районларда мәвҗут болуп турғанлиқини тәкитлиди.

у натониң афғанистандин чекингәндин кейинки террорлуқ тәһдити үстидә тохтилип, афғанистандики хәвпсизлик әһвалиниң наһайити қийин икәнликини, нато қисимлириниң чекиниш қарарида хәтәр барлиқини әскәртти.

у: «нийитимиз баштин тартип афғанистанда қелиш әмәс иди. афғанистанниң хәвпсизлик органлирини қоллаш давамлишиду. афғанистанниң келәчикигә афғанистанлиқлар мәсул болиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر