нигерийәдә қораллиқ кишиләр оқуғучиларни елип қачти

ғәрбий африқаға җайлашқан нигерийәниң нигер иштатида, бир топ қораллиқ кишиләр мәдрисәгә һуҗум қилип, бир кишини етип өлтүрди, 100 дин артуқ оқуғучини елип қачти.

1648646
нигерийәдә қораллиқ кишиләр оқуғучиларни елип қачти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқаға җайлашқан нигерийәниң нигер иштатида, бир топ қораллиқ кишиләр мәдрисәгә һуҗум қилип, бир кишини етип өлтүрди, 100 дин артуқ оқуғучини елип қачти.

нигер иштати сақчи идарсиниң байанатчиси васийу а. абийодун (Wasiu A. Abiodun) йазма байанат елан қилип, иштатниң тегина районидики салиху мәдрисәсигә мотосиклит билән кәлгән қораллиқ кишиләрниң әтрапқа қалаймиқан оқ чиқарғанлиқини билдүрди.

у һуҗумда бир кишиниң җенидин айрилғанлиқини, онларчә мәдрисә оқуғучилириниң елип қечилғанлиқини вә елип қечилған оқуғучилар саниниң һазирчә ениқ әмәсликини, районға хәвпсизлик күчлириниң әвәтилгәнликини әскәртти.

у оқуғучиларниң зийанға учримастин қутқузулидиғанлиқини билдүрүп, хәлқни сүкүткә чақирди.

бирақ, дөләтлик таратқуларда берилгән хәвәрләрдә, 100 дин артуқ оқуғучиниң елип қечилғанлиқини илгири сүрүлди.

нигерийәдә йеқинқи вақитларда мотосиклит минивалған қораллиқ кишиләрниң һуҗум вәқәси пәйда қилиши сәвәбидин, бәзи иштатларда мотосиклит миниш чәкләнди. төттин артуқ иштатта мушу йил (2021) йанвардин башлап нурғун қетим мәктәпләрдин оқуғучилар елип қечилди. 20-апрелда бир топ қораллиқ кишиләр кадуна иштатидики грен филд (Green Field) универстетидин 16 оқуғучини елип қачқан иди.

нигерийәдә мәктәпләр нишанға елинған һуҗумлар сәвәбидин, бәзи иштатлар оқуғучиларни дәм елишқа қойуп бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر