әнгилийә баш министири борис җонсон мәхпий мурасимда той қилди
әнгилийә баш министири борис җонсон болғуси айали кари симондс билән вестминистер чоң черкавида өткүзүлгән мәхпий мурасимда той қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: әнгилийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, 56 йашлиқ баш министир җонсон 33 йашлиқ болғуси айали симондс билән вестминистер чоң черкавида аилә әзалири вә достлири қатнашқан 30 кишилик кичик мурасимда той қилған.
баш министирниң 10-номурлуқ ишханиси бу һәқтә рәсмий байанат елан қилиштин өзини қачурди.
шималий иреландийә районлуқ һөкүмитиниң баш министири вә демократик иттипақ партийәсиниң рәһбири арлен фостер тивиттердики йазмисида җонсон вә симондсниң той қилғанлиқини тәбриклиди.
2019-йили 12-айда той қилишқа әһдиләшкән бу бир җүпларниң вилфред лаври николас җонсон исимлик бир оғли болған иди.
җонсонниң илгирики айалидин 4 балиси бар болуп, 2018-йили аҗрашқан вә һазирқи айалидин той қилмай туруп 1 балиси болған иди.