хитай саһил бихәтәрлик парахотлири йапонийәниң деңизтәвәликигә кирди

хитайниң 4 саһил бихәтәрлик парахоти шәрқий хитай деңизидики талаш – тартишлиқ «сенкаку арили» әтрапида йапонийәниң деңизтәвәликигә кирди.

1647842
хитай саһил бихәтәрлик парахотлири йапонийәниң деңизтәвәликигә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: окинава өлкисиниң наха наһийәсидики 11 – районлуқ саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштабиниң билдүрүшичә, хитайға аит саһил бихәтәрлик парахотлири, йапонийәниң деңизтәвәликигә киргән. җүмлидин бүгүн таң сәһәрдә шу җай вақти саәт 3 әтрапида талаш – тартишлиқ «сенкаку арили» әтрапида айланған хитайға аит 2 парахот, райондики «уотсури арили» ниң 20 километир шималиға йеқинлашқан.

әтигән шу җай вақти саәт 9 әтрапида, хитайға аит йәнә 2 парахот районға келип, әтрапта айлиниватқан башқа парахотларға қошулған.

йапонийә саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштабиниң районни тәрк етиши үчүн агаһландуруши нәтиҗисидә, хитайға аит парахотлар, әтигән саәт 11 әтрапида райондин айрилған.

йапонийә дөләтлик радийо - телевизийә оргини (NHK) ниң хәвәр қилишичә, хитай парахотлири, талаш - тартиш «сенкаку арили» әтрапида бу йил 18 – қетим йапонийәниң деңиз тәвәликигә киргән.

хитайда 1 –  феврал күни иҗра қилинишқа башлиған қанун, мәзкур деңиз тәвәликлиридә хитайниң саһил бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүргән вә қанун – бәлгилимиләргә хилаплиқ қилған чәт әл парахотлириға қарши қорал ишлитиш һоқуқи бериду.

шәрқий хитай деңизидики йапонийә «сенкаку», хитай болса «дйавйү» дәп атайдиған тақим араллар, 5 арал вә 3 қийалиқтин тәшкил тапиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر