ортодокс йәһудийлири исраилийәгә қарши намайиш өткүзди
америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә ортодокс йәһудийлири исраилийә һөкүмити вә сийасәтлиригә қарши намайиш өткүзди.
түркийә авази радийоси хәвири: йүзләрчә ортодокс йәһудийлири, америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә бир йәргә җәм болуп, исраилийәниң пәләстинликләргә қарши һуҗумлирини әйибләп вә пәләстинликләрни қоллап намайиш өткүзди.
«сийонизмға қарши туруш йәһудийларға қарши турғанлиқ әмәс» дегән хәтләр йезилған вивискиларни көтүрүвалған һалда брокилин көврүкигә қарап маңған намайишчилар, «исраилийә дөлити йәһудийларға вәкиллик қилалмайду» дәп шоарларни товлиди.
ортодокс йәһудийлири җәмийитиниң рәһбәрлиридин раһиб һершел клар, намайиш җәрйанида қилған сөзидә, йеқинқи мәзгилдә исраилийә билән пәләстин оттурисида йүз бериватқан сүшкилишниң ортодокс йәһудийлири җәмийитиниңму наразилиқини қозғиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «барлиқ йәһудийлар исраилийә дөлитини қоллайду, дәп қаралмақта, әмма әслидә әһвал бундақ әмәс, бизниң җәмийитимиз исраилийәгә қарши турмақта вә урушлирини әйиблимәктә.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
мисир ташқи ишлар министири түркийәдә зийарәттә болиду
мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри һәптә ахирида түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.