америка қатарлиқ бәш дөләт сүрийәдә өткүзүлидиған сайлам тоғрисида байанат елан қилди

америка, фирансийә, германийә, италийә вә әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң дипломатийә министирлири бүгүн сүрийәдә өткүзүлидиған сайламниң адил вә әркин муһитта ишқа ашмайдиғанлиқини, шундақла һечқандақ қанунийлиқи йоқлуқини билдүрди.

1645799
америка қатарлиқ бәш дөләт сүрийәдә өткүзүлидиған сайлам тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған бирләшмә байанатта: «фирансийә, германийә, италийә, әнглийә вә американиң дипломатийә министирлири болуш сүпитимиз билән, 26- май сүрийәдә өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлиминиң әркин вә адил болмайдиғанлиқини ениқ оттуриға қойимиз. әсәд һакимийитиниң бу сайламни б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарариниң рамкиси сиртида өткүзүшни қарар қилишини рәт қилимиз» дегән ибариләргә орун берилди.

алақидар дөләтләрниң сүрийәликләрниң авази вә пикири орун алмайдиған бир  сайлам җәрйанини қобул қилмайдиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, сүрийә өктичилириниң мәзкур «сайламни қанунлуқ дәп қаримайдиғанлиқи»ға ишарәт қилинди.

сүрийәдә әркин вә адил сайламни пәқәт б д т ниң назарити, шундақла хәлқаралиқ очуқ- ашкарилиқ һәмдә җавабкарлиқини сүрүштә қилишқа болидиған шараитта елип барғили болидиғанлиқи әскәртилгән байанатта: «сайламниң ишәнчилик болуши үчүн дөләт ичидики йурт – маканлиридин айрилип қалған сүрийәликләр, мусапирлар вә муһаҗирәттикиләрни  өз ичигә алған барлиқ сүрийәликләр униңға хатирҗәм қатнишалишиши керәк. бу амиллар болмай туруп өткүзүлгән бу һийлә арилашқан сайлам, сийасий йаришиш йолидики һечқандақ илгириләшкә вәкиллик қилмайду» дегәнләр қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر