исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлириниң вәйранчилиқи һавадин сүрәткә елинди

исраилийә армийәсиниң қоршав астидики ғәззә райониға қилған һуҗуминиң кәң көләмлик вәйранчилиқи һавадин сүрәткә елинди.

1643918
исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлириниң вәйранчилиқи һавадин сүрәткә елинди

түркийә авази радийоси хәвири: учқучисиз айропилан билән тартилған сүрәтләр ғәззәдики вәйранчилиқни ениқ оттуриға чиқарди.

исраилийәниң 11 күн бопичә һәм һавадин, һәм қуруқлуқтин ғәззәни бомбардиман қилиши түпәйли бир қисим олтурақ районларниң пүтүнләй вәйран болғанлиқи вә йәнә бәзи биналарниң қисмән вәйран болуп, ишлитишкә болмайдиған һалға келип қалғанлиқи сүрәткә елинди.

ғәззәдики пәләстин әмгәк вә олтурақлишиш муавин министири наҗи сәрхан исраилийәниң һуҗумида кәм дегәндә 2 миң бинаниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини вә 15 миң бинаниң ишлитишкә болмайдиған һалға келип қалғанлиқини ейтти.

һуҗумда 4 җами вә онлиған сақчи понкити пүтүнләй вәйран болди. санаәт районидики нурғун завутларму ишлитишкә болмайдиған һалға келип қалди.

пәләстинлик мәсуллар дәсләпки ениқлашларға асасән, иқтисадий зийанниң 150 милйон доллардин ешип кәткәнликини билдүрди.

пәләстин мәдәнийәт министирлиқиму исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗуми сәвәбидин мәдәнийәт тармақлириниң омумий зийининиң 3 милйон 500 миң доллар икәнликини елан қилди.

байанатта, һуҗум түпәйлидин 44 орган, мәркәз вә мәдәнийәт җәмийитиниң қисмән йаки пүтүнләй вәйран болғанлиқи билдүрүлди.

исраилийәниң қоршави астидики ғәззә райониға 10-майда башлиған һуҗумлири 21-майда һамас билән түзүлгән уруш тохтитиш келишимигә асасән шу йәрниң вақти 02:00 дә ахирилашқан иди.

исраилийә армийәсиниң ғәззә райониға қилған һуҗумлирида 66 кичик бала вә 39 айални қошқанда, җәмий 248 пәләстинлик шеһит болғандин сирт, 1948 киши йарилинип, 120 миңдин артуқ киши өй-маканлиридин айрилип қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر