падишаһ 2 - абдуллаһ йаридар пәләстинликләрни ийорданийә дохтурханилириға йөткәшни тәләп қилди

ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумида йариланған пәләстинликләрниң давалиниши үчүн ийорданийә дохтурханилириға елип келинишини тәләп қилди.

1643913
падишаһ 2 - абдуллаһ йаридар пәләстинликләрни ийорданийә дохтурханилириға йөткәшни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә падишаһлиқ диваниниң байанатида,  падишаһ иккинчи абдуллаһниң ғәззәдики ийорданийә дала һәрбий дохтурханиси әмәлдариға телефон қилип, пәләстинликләргә сунуливатқан мулазимәтләр һәққидә мәлумат алғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, ийорданийә падишаһиниң ғәззә сиртида давалинишқа еһтийаҗлиқ йаридар пәләстинликләрни ийорданийәдики дохтурханиларға йөткәшкә буйруғанлиқи уқтурулуп, телефон сөһбитидә йәнә «қериндаш пәләстинликләргә һәр түрлүк йардәмләрни қилишни давамлаштуримиз» дегәнлики әскәртилди.

исраилийәниң қоршави астидики ғәззә райониға 10-майда башлиған һуҗумлири 21-майда һамас билән түзүлгән уруш тохтитиш келишимигә асасән шу йәрниң вақти 02:00 дә ахирилашқан иди.

исраилийә армийәси ғәззә райониға қилған һуҗумлирида 66 кичик бала вә 39 айални қошқанда, җәмий 248 пәләстинлик шеһит болғандин сирт 1948 киши йарилинип, 120 миңдин артуқ киши өй-маканлиридин айрилип қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر