й п г|п к к балиларниң һәқ-һоқуқиға хилаплиқ қилмақта

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ниң сүрийәдә балиларни урушқа селишни вә балилардин пайдилинишни давамлаштуруватқанлиқи йәнә бир қетим ашкариланди.

1642539
й п г|п к к балиларниң һәқ-һоқуқиға хилаплиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: б д т ниң 2018-йили ийулдин 2020-йили ийунғичә балилар һәқ-һоқуқиға хилаплиқ қилинған қилмишлар һөҗҗәтләштүрүлгән доклатиға асасланғанда, й п г|п к к балиларни җәңчиләргә, мәктәпләрни қорал искилатиға айландурған.

сүрийәдә йуқирида тилға елинған мәзгилдә, 400 артуқ бала й п г|п к к тәрипидин җәңчи сүпитидә пайдилинилған болуп, террорлуқ тәшкилатлири балиларни елип қечиш, дәпсәндә қилиш вә урушқа селиш қатарлиқ 4 миң 700 дин артуқ балилар һәқ-һоқуқиға хилап җинайәт өткүзгән. бу мәзгилдә, 2 миң 700 дин артуқ бала һава һуҗуми, уруштин ешип қалған партлатқучлар вә қуруқлуқ бомбардиманлирида җенидин айрилған. 117 қиз балини өз ичигә алған 1 миң 423 балидин системилиқ пайдилинилған. 15 йаштин төвән 250 балини өз ичигә алған 1 миң 388 бала урушқа селинған.

й п г|п к к б д т билән 2019-йили ийунда имзалиған келишимдин кейинму 15 йаштин төвән 23 балини өз ичигә алған 149 балини урушқа салған.

й п г|п к к һасәкәдә арисида тоққуз йашлиқ балиларму болған 150 балини, террорлуқ тәшкилати даеш билән мунасивити барлиқини илгири сүрүп, елип қачқан вә әркинликлиридин мәһрум қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر