байдин исираилийәниң өзини қоғдаш һоқуқи барлиқини билдүрди

америка пирезиденти җо байдин исираилийә баш министири нетанйаһу билән телефонда көрүшүп, районда уруш тохтитишни қоллиғанлиқини билдүрди.

1641198
байдин исираилийәниң өзини қоғдаш һоқуқи барлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай пирезидент җо байдин билән исираилйә баш министири нетанйаһуниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, пирезидент байдинниң һечнимини айримастин қилинған ракета һуҗумлиридин, исираилийәниң өзини қоғдаш һоқуқиға игә икәнликини тилға алғанлиқи қәйт қилинди.

байдинниң хәлқләр арисидики зораванлиқларға көңүл бөлүш вә қуддуста хатирҗәмликни капаләткә игә қилиш тиришчанлиқлирини мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқи әскәртилгән байанатта: «пирезидент байдин бигунаһ пуқраларни қоғдаш үчүн исираилийәни қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситишкә чақирди» дейилди.

телефон сөһбитидә, икки рәһбәр вә мунасивәтлик кишиләрниң бу мусапидә йеқин алақини сақлап қелиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر