иранда икки қетим йәр тәвриди
иранниң шималий хурасан иштатида, 5.5 вә 5.4 бал йәр тәвриди.
1640587
түркийә авази радийоси хәвири: теһран универстети йәр тәврәш мәркизи шималий хурасан иштатида икки қетим йәр тәвригәнликини елан қилди.
мәлуматқа асасланғанда, йәр тәврәшниң мәркизи иштатқа қарашлиқ җаҗәрм наһийәси болуп, шу йәр вақти 03:34 вә 05:24 өткәндә, йәрдин 16 вә 10 километир чоңқурлуқта икки қетим йәр тәвригән. йәр тәврәштә, өлүм-йетим һадисиси көрүлмигән, әмма бәзи өйләр зийанға учриған.
йәр тәврәштә йариланғанларни вә зийанға учриғучиларни тәкшүрүш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.