йапонийә ковид-19 йуқуми йүзисидин җиддий һаләт даирисини кеңәйтти

йапонийәдә ковид-19 йуқуми ешишқа башлиған һоккайдо, окайама вә хирошима өлкилири җиддий һаләт даирисигә киргүзүлди.

1640050
йапонийә ковид-19 йуқуми йүзисидин җиддий һаләт даирисини кеңәйтти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң токйо, кийото, хийого, осака, айчи вә фукуока өлкилиридә җидди һаләт давамлишиватқан болуп, бүгүн әтигәндин башлап, һоккайдо, окайама вә хирошима өлкилириму җиддий һаләт даирисигә киргүзүлди.

шундақ қилип, җиддий һаләтниң даириси мәмликәт миқйасида 9 өлкигә кеңәйтилгән болди.

бу барлиқ районлардики җиддий һаләт 31-майда ахирилишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر