кабулдики бир җамәдә бомба партлиди

афғанистан пайтәхти кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида, 12 киши җенидин айрилди.

1639480
кабулдики бир җамәдә бомба партлиди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пайтәхти кабулниң шималидики бир җамәдә партлаш йүз бәрди. партлашта, җамә имамини өз ичигә алған 12 киши җенидин айрилди, 15 тин артуқ киши йариланди.

вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшниң башланғанлиқи билдүрүлди.

һазирчә һечқайси тәшкилат йаки шәхс һуҗумға җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر