байдин ваксина әмләткәнләрниң маска тақишиға керәк йоқлуқини билдүрди

америка пирезиденти җо байдин вухән вируси (Kovid-19) ға қарши ваксина әмләткүзгән кишиләрниң маска тақишиға керәк йоқлуқини билдүрди.

1639325
байдин ваксина әмләткәнләрниң маска тақишиға керәк йоқлуқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизи вухән вируси тәдбирлиригә мунасивәтлик йеңи қолланма елан қилғандин кейин, ақсарайда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

у: «бүгүн америкада вухән вирусиға қарши туруштики катта бир күн. америка кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизи ваксина әмләткүзгән кишиләрниң маска тақишиға керәк йоқлуқини уқтурди. 114 күндә 250 милйон ваксина әмләнди. буниң нәтиҗилирини көрүватимиз. 49 иштатта вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр төвәнлиди» деди.

у америка хәлқиниң йеқинқи бир йилдин буйан сәвр қилип, көрсәткән педакарлиқлириниң тәқдирләшкә тегишлик икәнликини тәкитлиди вә: «ваксина әмләткүзүп, вәтәнни сөйүш вәзипәңләрни ада қилдиңлар. әмди қаидә наһайити аддий, ваксина әмләткүзүңлар вә йаки ваксина әмлитип болғичә маска тақаңлар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر