америка ташқи ишлар министири украинада

вашингтон – москва оттурисида сүркилиш давамлишиватқан бир пәйттә, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен украинада дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

1635198
америка ташқи ишлар министири украинада

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт кийевдики учришишлирини украина ташқи ишлар министири димитро кулеба билән көрүшүш билән башлиған блинкен, америка қошма иштатлириниң украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.

у, зийарәт даирисидә украина пирезиденти владимир зелениски биләнму көрүшиду.

украина пирезиденти владимир зелениски, дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқи мәсилисидә вашингтондин қоллашқа еришишини күтүватқанлиқлирини ейтқаниди.

бөгүнчиләр билән украина оттурисидики сүркилиш сәвәбидин, пирезидент владимир зеленискиниң вашингтондин һәрбий йардәм тәләп қилиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر