даеш нефит қудуқиға һуҗум қилди

террорлуқ тәшкилати даешниң ирақниң кәркүк шәһириниң ғәрбий шималидики бай һәсән районидики нефит қудуқлиридин иккисигә қилған һуҗумида бир сақчи өлди, 2 сақчи йариланди.

1634548
даеш нефит қудуқиға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк җамаәт хәвпсизлики баш идариси байанатчиси амир нуриниң билдүрүшичә, террорлуқ тәшкилати даеш, онларчә нефит қудуқи бар шәһәрниң ғәрбий шималидики бай һәсән районида, 177 – вә 183 – номурлуқ нефит қудуқлириға, йеник типтики қорал – йарағлар билән һуҗум қилған, һуҗумда бир сақчи өлгән, 2 сақчи йариланған, һуҗумдин кейин, һәр икки қудуқта от апити йүз бәргән, вәқәдин кейинла дәрһал мудахилә қилинип, от өчүрүлгән, от қисқа вақит ичидә өчүрүлгәнлики үчүн, нефит қудуқлири зийанға учримиған.

даеш, 2014 – йили, ийун ейида, ирақниң мусул, салаһидин вә әнар вилайәтлириниң һәммисини, дийалә вә кәркүк вилайәтлириниң бир қисмини чаңгилиға киргүзүвалған, бу районлар йиллар ичидә даештин қайтурувелинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر