бил гәйтис айалидин аҗришишни қарар қилди

микрософтниң қурғучиси америкалиқ милйардер бил гәйтис вә айали мелинда гәйтис аҗришишни қарар қилди.

1633454
бил гәйтис айалидин аҗришишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бил гәйтис, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «мунасивитимиз һәққидә көп ойланғандин кейин, аҗришишни қарар қилдуқ.»

өзлириниң 27 йиллиқ әр -  хотунлуқ мусаписи җәрйанида 3 пәрзәнт йетиштүргәнликлирини, дунйаниң һәрқайси җайлирида қурған фонди җәмийәтләрниң васитиси арқилиқ сағлам вә кәшпийатчан әвладлар йетиштүрүш  паалийәтлиригә йардәмчи болғанлиқлири вә буниң изчил давамлишидиғанлиқини әскәрткән бил гәйтис, мундақ деди: «бирақ, өмримизниң кейинки басқучида әр – хотун сүпитидә бирликтә алға илгирилийәймиз дәп ойлимаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر