миллей: биз чекингәндин кейин афғанистан һөкүмити қийинчилиққа дуч келиши мумкин

америка армийәси баш иштаб башлиқи генерал марк миллей, америка әскәрлири чекингәндин кейин афғанистан һөкүмитиниң начар ақивәтләргә дуч келишиниң мумкинликини ейтти.

1632759
миллей: биз чекингәндин кейин афғанистан һөкүмити қийинчилиққа дуч келиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси баш иштаб башлиқи генерал марк миллей, америка әскәрлири чекингәндин кейин, афғанистан һөкүмитиниң талибанға мунасивәтлик начар ақивәтләргә дуч келишиниң мумкинликини ейтти.

генерал марк миллей, бирләшмә хәвәр агентлиқиға байанат берип, афғанистан бихәтәрлик қисимлириниң әслиһәлириниң толуқ вә йахши мәшиқ көргәнликини, әмма хәлқараниң қоллиши болмай туруп, талибанниң қилғуси һуҗумлириға тақабил турушқа тәййар икәнликини ейталмайдиғанлиқини қәйт қилди.

кабул һөкүмити билән талибанларниң сийасий йаришиш еһтималлиқиниңму барлиқиға ишарәт қилған миллйе, бундақ болған тәқдирдә, әндишә қилиниватқан кәң көләмлик ички урушниң алдини алғили болидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر